иран: рийад райондики сийаситини көздин кәчүридиған болса, биз нормаллишишқа һәрдаим тәййармиз

иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зәриф, сәуди әрәбистан райондики сийаситини көздин кәчүрүшни ойлашқан тәқдирдә, дөлитиниң буниңға һәр җәһәттин тәййар икәнликини ейтти.

1079625
иран: рийад райондики сийаситини көздин кәчүридиған болса, биз нормаллишишқа һәрдаим тәййармиз

түркийә авази радийоси хәвири: иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зәриф мухбирларға байанат бериш җәрйанида, иран – сәуди әрәбистан мунасивәтлири тоғрисида тохталди؛ у, сәуди әрәбистан ташқи ишлар министири адил әлҗубәйрниң иран даирилири билән алақә орнатқанлиқи тоғрисидики хәвәрләргә изаһат берип, бундақ бир учришишниң болмиғанлиқини қәйт қилди вә сөзини давамлаштуруп, «сәуди әрәбистан райондики сийаситини көздин кәчүрүшни ойлишип, бу йолда бир қарар чиқарса, иран һәр җәһәттин һазирдур. чүнки, биз қошнилиримиз билән йахши мунасивәт ичидә болушни арзу қилимиз. қошнилиримиз һазирғичә иран билән соғуқлишиш арқилиқ һечқандақ пайдиға еришмиди. бу сийасәтләрни бир йанға қайрип қойушлирини үмид қилимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر