44 йил ичидә %60 һайван һалак болған

инсанийәтниң 44 йил ичидә %60 һайванни һалак қилғанлиқи билдүрүлди.

1078037
44 йил ичидә %60 һайван һалак болған

түркийә авази радийоси хәвири: инсанийәт 44 йил ичидә дунйадики пүткүл һайванларниң %60ни йоқ қилди.

дунйа тәбиәтни қоғдаш вәқпәси тәрипидин 59 алим вә тәтқиқатчиниң йардими арқисида тәййарлап чиқилған доклатта, инсанларниң 1970-йилдин 2014-йилғичә болған мәзгилләрдә дунйа миқийасидики сүт әмгүчи, өмүлгүчи вә белиқ болуп %60 һайванниң йоқ болушиға сәвәб болғанлиқи әскәртилди.

доклат тәййарлиниш җәрйанида 4000дин артуқ һайван түри тәтқиқ қилинғанлиқи, шундақла тәтқиқат җәрйанида һайванларниң санида %60 төвәнләш көрүлгәнлики билдүрүлди.

озуқ-түлүк вә мәнбәләрниң барғанчә ешиши, шундақла тез сүрәттә истемал қилинишиниң милйардларчә йил җәрйанида шәкилләнгән вә  инсанийәтниң пакиз һава, су болуп барлиқ нәрсигә мәҗбур болуп қалған һайатлиқ торини йоқ қилғанлиқи алаһидә әскәртилгән доклатта, бу ечинишлиқ тирагедийәниң мәдәнийәтниң мәвҗудлуқиға хәвп шәкилләндүргәнлики қәйт қилинди.

вәқпә мәсуллиридин майк баррет: уйқуда кезип йүрүйдиғанларға охшаш чоңқур бир қийаниң гирвикигә қарап кетиватимиз, инсан нопуси %60 төвәнләп кәткән болса иди шималий америка, җәнубий корейә, африқа, йавропа, хитай қатарлиқ дөләтләрдә нопус қалмиған болатти, деди.  

нурғун алим дунйаниң дәсләпки инсанлар сәвәб болған коллектип характерлик һалак болуш һадисисиниң алтинчи қетимлиқини баштин кәчүрүшкә башлиғанлиқиға ишиниду.

техи йеқинда елип берилған йәнә бир тәтқиқатта, мәдәнийәт апиридә болғандин буйан инсанийәтниң дунйадики сүт әмгүчиләрниң %83и вә өсүмлүкләрниң йериминиң йоқ болушиға сәвәб болғанлиқи оттуриға чиққаниди. бу һалакәт һазир ахирлашқан тәқдирдиму, тәбиәтниң әслигә келишигә 5 милйондин 7 милйонғичә йил кетидиғанлиқи билдүрүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر