йавропа парламенти: қашиқчиниң болғуси айали бизгә илтимас сунди

йавропа парламентиниң башлиқи антонио таҗани өлтүрүлгән сәуди әрәбистанлиқ журналист җамал қашиқчиниң болғуси айалиниң вәқәниң тәпсилий тәкшүрүлүши тоғрулуқ өзлиригә илтимас сунғанлиқини билдүрди.

1074397
йавропа парламенти: қашиқчиниң болғуси айали бизгә илтимас сунди

түркийә авази радийоси хәвири: таҗани аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида,  өлтүрүлгән сәуди әрәбистанлиқ журналист җамал қашиқчиниң болғуси айали хәтичә чиңгизниң, вәқәниң тәпсилий тәкшүрүлүши тоғрулуқ йавропа парламентиға илтимас сунғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «пәқәт җинайәт садир қилғучиларниңла әмәс, җинайәт садир қилишқа буйруқ чүшүргәнләрниңму сотқа тартилиши үчүн вәқәниң тәпсилий вә мустәқил һалда тәкшүрүлүшини тәләп қилимиз.»

фирансийәниң страсбург шәһиридә чақирилған йавропа парламенти омумий кеңәш йиғинида, сәуди әрәбистанлиқ журналист җамал қашиқчиниң өлтүрүлүш вәқәси һәққидә музакирә елип берилғаниди.

сәуди әрәбистанлиқ ислаһатчиларға нисбәтән муһим мунбәр һесаблинидиған «‹вәтән› гезити» гә муһим төһпиләрни қошқан һәмдә ғәрб таратқулирида оттура шәрқ райониға мунасивәтлик хәвәрлири билән тонулған җамал қашиқчи, 2 – өктәбир күни рәсмийәтлирини беҗириш үчүн сәуди әрәбистанниң истанбулдики баш консулханисиға киргәндин кейин из - дерәксиз йоқап кәткәниди.

сәуди әрәбистан һөкүмити 2  - өктәбир күни истанбул баш консулханисиға киргәндин кейин из - дерәксиз йоқап кәткән сәуди әрәбистанлиқ журналист җамал қашиқчиниң «консулхана бинасида йүз бәргән патпарақчилиқ нәтиҗисидә өлгәнликини» етирап қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر