иран америка билән өзара һөрмәт қилған асаста сөһбәт өткүзүшкә тәййар икәнликини билдүрди

иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зәриф, дөлитиниң америка қошма иштатлири даирилири билән өзара һөрмәт қилишқан асаста сөһбәт өткүзүшкә тәййар икәнликини ейтти.

1073748
иран америка билән өзара һөрмәт қилған асаста сөһбәт өткүзүшкә тәййар икәнликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә кйодо хәвәр агентлиқиниң зийаритини қобул қилған муһәммәд җәвад зәриф, сөһбәт үстилигә олтурған тәрәпләрниң бир – биригә һөрмәт қилиши керәкликини тәкитлигән һалда, «бизниң (америка қошма иштатлири билән сөһбәт өткүзүш үчүн) алдинқи шәртимиз йоқ, бирақ, сөһбәт өткүзүш үчүн өзара ишәнчтин илгири өзара һөрмәт шәрттур» деди.

иранниң банкичилиқ хизмәтлирини вә нефит експортини америка ембарголиридин сақлап қелиш үчүн әнглийә, германийә вә фирансийә тәрипидин тәййарланған бир механизманиң барлиқиға ишарәт қилған зәриф, мәзкур механизманиң америка ембарголириниң тәсирини йоқиталиши үчүн иккинчи ембарго пилани иҗра қилинишқа башлинидиған 5 – нойабирғичә җиддий тәдбирләрниң йолға қойулуши лазимлиқини билдүрди.

у йәнә, америка ембарголириға қарши көплигән дөләтләрниң теһран билән иқтисадий мунасивәтлирини давамлаштуруватқанлиқини вә ембаргони йеңидиғанлиқлирини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر