доналд трамп мудапиә министири маттисни вәзиписидин елип ташлимақчиму?

доналд трамп дөләт мудапиә министири җеймис маттисниң вәзиписини давамлаштуридиған йаки давамлаштурмайдиғанлиқи һәққидә соралған соалға ениқ җаваб қайтурмиди.

1068644
доналд трамп мудапиә министири маттисни вәзиписидин елип ташлимақчиму?

 

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти доналд трамп дөләт мудапиә министири маттисниң вәзиписини давамлаштуридиған йаки давамлаштурмайдиғанлиқи үстидә тохтилип: «униң билән интайин йахши мунасивитимиз бар. бир биримизни йахши чүшинишимиз. мәлум нуқтиға кәлгәндә һәммила адәм вәзипсидин айрилиши мумкин» деди.

доналд трамп американиң «CBS» қанилида тарқитилидиған «60 минут» намлиқ пирограммисидики сөзидә, министирлар кабентидики өзгиришләр үстидә тохталди.

доналд трамп дөләт мудапиә министири маттисниң вәзиписини давамлаштуридиған йаки давамлаштурмайдиғанлиқи һәққидә соралған соалға ениқ җаваб қайтурмиди. 

доналд трамп дөләт мудапиә министири маттисниң вәзиписидин айрилишини халайдиған бирәр нийитиниң барлиқини өзигә билдүрмигәнлини тәкитләп: «униң билән интайин йахши мунасивитимиз бар. бир биримизни йахши чүшинишимиз. мәлум нуқтиға кәлгәндә һәммила адәм вәзипсидин айрилиши мумкин. бу йәр вашингтон, инсанларниң һәммиси вәзиписидин айрилиши мумкин» деди.

доналд трампниң маттис һәққидә, «тоғрисини билишни халисаңлар, билишимчә у бираз демократчи» дегән сөзи америка хәлқи арисида «маттис вәзипсидин айрилидикән» дегән талаш -тартишларниң қайтидин әвҗ елишиға сәвәб болди.

йәнә бир тәрәптин, доналд трамп министирлар кабентидики бәзи кишиләрдин мәмнун әмәсликини тилға алди.

униң исим бәрмәстин қилған бу сөзигә қарита: «хәлқ алдида көпинчә тәнқид қилип келиватқан әдлийә министири җеф сессонс болуши мумкин» дәп баһа берилди.

атақлиқ америка журналисти боб вудвардниң «қорқунч؛ трамп ақсарайда» намлиқ китабида, «маттисниң трампни қаттиқ тәнқид қилғанлиқи» илгири сүрүлгән болуп, бирақ кейинчә һәм трамп, һәм маттис буни рәт қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر