трамп: никки һелейниң орниға иванкаму болатти, бирақ...

доналд трамп, вәзиписидин истепа бәргән дөлитиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) да турушлуқ даимий вәкили никки һелейниң орниға кимниң тәйинлинидиған тоғрисидики дәталашлар тоғрисида тохталди.

1065740
трамп: никки һелейниң орниға иванкаму болатти, бирақ...

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп, вәзиписидин истепа бәргән дөлитиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) да турушлуқ даимий вәкили никки һелейниң орниға кимниң тәйинлинидиған тоғрисидики дәталашлар тоғрисида тохтилип, «иванка (трамп) му болатти, бирақ <қизиға илтипат қилди> дейишлири мумкин» деди.

доналд трамп, никки һелей вәзиписидин истепа бәргәндин кейин, ақсарайда мухбирларниң <бу орунға қизи иванка трампни тәйинләшни ойлишип – ойлашмиғанлиқи> тоғрисидики соалиға, «иванкаму болатти, бирақ <қизиға илтипат қилди> дейишлири мумкин» дәп җаваб бәрди.

трамп, америка таратқулири тәрипидин күчлүк намзат, дәп көрситиливатқан ақсарайниң сабиқ дөләт хәвпсизлик ишлири муавин мәслиһәтчиси дина һабиб повелни ойлишиватқанлиқини қәйт қилип, «дина мән чоқум ойлишидиған кишиләрниң бири болиду» деди.

45 йашлиқ дина һабиб повелниң келип чиқиши мисирлиқ болуп, трампниң пирезидентлиқиниң дәсләпки күнлиридә ақсарайда вәзипә өтигән, арқидин истепа берип голдман сачс гуруһи намлиқ ширкәттә ишләшкә башлиғаниди.

трамп түнүгүнки байанатида, һазирғичә америка қошма иштатлириниң б д т да турушлуқ даимий вәкили болуп вәзипә өтәватқан никки һелейниң мушу йилниң ахириғичә бу вәзипини давамлаштуридиғанлиқини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر