хитай-америка оттурисидики сода җеңи башқа саһәләргә йейиламду?

доктор әркин әкрәмниң темиға мунасивәтлик анализи

1062514
хитай-америка оттурисидики сода җеңи башқа саһәләргә йейиламду?

2013-йили хитайниң муавин баш министири ваң йаң американи зийарәт қилғанда  вашингтион билән бейҗиң оттурисидики иқтисади мунасивәтни «әр-хотунлуқ»мунасивитигә охшитип, икки тәрәпниң аҗрашса болмайдиғанлиқини ейтқаниди. лекин 2018-йилға кәлгәндә икки дөләт оттурисидики бу «әр-хотунлуқ»мунасивити «айрилиш»қа дуч кәлмәктә. бу айрилиш йаки «аҗришиш»әһвали иқтисади саһәдила әмәс һәрбий, сода, технологийә һәтта сийасий саһәләрдиму  көрүлүшкә башлиди. мәсилән, бир нәччә күн илгири җәнубий хитай деңизида американиң бир һәрбий пархоти хитай деңиз армийәсиниң хирсиға дуч кәлди, сода саһәсидә икки дөләт оттурисида җәң  башлиди, һәр икки тәрәп бир-биригә қошумчә таможна беҗи йолға қойди, инсан һәқлири саһәсидиму америка даирилири хитайни инсан һәқлирини дәпсәндә қилиш билән әйиблмәктә, америка  мәҗлисидә хәлқара тәрәққийат селинма қанун лайиһәси мақулланди, бу лайиһәниң хитайниң бир бәлбағ вә бир йол истиратегийәсигә рәқиб болалайдиғанлиқи илгири сүрүлмәктә. америка хитай һөкүмитини пат йеқинда америкада өткүзүлидиған йәрлик сайламларға мудахилә қилиш билән әйиблмәктә. қисқиси, нөвәттә һәр икки дөләт оттурисида асасән дегүдәк һәр қайси саһәләрдә зиддийәт барғанчә чоңқурлашмақта.

иқтисади җәһәттә бир-биригә чәмбәрчас бағлинип кәткән дунйа бойичә икки чоң дөләт бир-биридин айриламду?әгәр бу мунасивәт айрилса қандақ шәкилдә айрилиду? өз-ихтийарлиқи биләнму йаки җедәл биләнму? сода саһәсида башлиған зиддийәт қандақ болуп тез сүрәттә башқа саһәләргиму тарқалди? икки дөләт оттурисидики бу зиддийәт дунйа вәзийитигә қандақ тәсирләрни елип келиши мумкин?



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر