җинсий шәрмәндичилик түпәйлидин америка хәлқиниң папа фиранҗиҗусқа болған ишәнчи төвәнлиди

америкида җинсий суйиистемал шәрмәндичиликлири түпәйлидин йилтизи тәврәп кетип барған католикларниң руһаний рәһбири папа фиранҗиҗосқа болған ишәнч төвәнләп кәтти.

1061687
җинсий шәрмәндичилик түпәйлидин америка хәлқиниң папа фиранҗиҗусқа болған ишәнчи төвәнлиди

 

түркийә авази радийоси хәвири: «Pew» тәтқиқат мәркизи тәрипидин елип берилған рай синаш нәтиҗилиригә асасланғанда, америкидики һәр 10 католиктин 6 си папа фиранҗисҗусниң җинсий суйиестималға қарши йетәрлик тиришчанлиқ көрсәтмигәнликини тәкитләшмәктә. һәр 10 кишидин аран 3 киши болса, папаниң җинсий сүйиетималға қарши тиришчанлиқиға йахши баһа беридиғанлиқини тилға елишмақта.

рай синаш нәтиҗилиригә асасланғанда, папа фиранҗисҗусқа айалларға қариғанда әрләр арисидики ишәнмәслик нисбити техиму йуқири өрлигән.

католикларниң хәлқарадики нурғун дөләтләрдә йүз миңлиған раһиплири бар. бу дөләтләрдә нурғун қетим раһипларниң кичик балиларға басқунчилиқ қилиштәк вәқәләрни туғдурғанлиқи күнтәртипкә кәлмәктә.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати католик чиркавлардики кичик балиларға басқунчилиқ қилиш вәқәлири һәққидә 2014– йили бир доклат елан қилған иди.

доклатта, ватиканниң өзигә тәвә чиркавлар бар болған нурғун дөләтләрдә раһиплар һәққидики басқунчилиқ җинайәтлирини йошуруп, 10 миңлиған кичик балиниң җинсий суйиистемал қилинишиға көз йумғанлиқи әйибләнгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر