италийәдә көчмән сөйәр районлуқ һөкүмәт башлиқи назарәткә елинди

италийәдә көчмәнләргә йардәм қилиш билән тунулған райс районлуқ һөкүмити башлиқи доменико лукано назарәткә елинди.

1060537
италийәдә көчмән сөйәр районлуқ һөкүмәт башлиқи назарәткә елинди

 

түркийә авази радийоси хәвири: италийәниң җәнубидики регго калабра шәһригә қарашлиқ райс районлуқ һөкүмити башлиқи доменико лукано қанунсиз көчмәнләргә асанлиқ йаритип бериш билән әйилинип назарәткә елинди.

италийәниң «ANSA» хәвәр агентлиқиниң хәвиридә, қанунсиз күчмәнләргә асанлиқ йаритип бериш вә әхләт йеғиш хизмәтлиригә алақидар қанунсиз паалийәтләрдә болуш билән әйибләнгән доменико луканониң малийә сақчилири тәрипидин назарәткә елинип, өйидә нәзәрбәнт қилинғанлиқи уқтурулди. 

локри җумһурийәт тәптиш мәһкимисиниң қарариға бинаән тәййарлиқ тәкшүрүшлиригә мәсул содийәниң тәдбир орнида тутуп туруш қарари алғанлиқи тәкитләнди.

италийәдә, «көчмәнләрни қоғдайдиған вә қанунға маслаштурушта үлгә болған районлуқ һөкүмәт» дәпму тонулған райс районлуқ һөкүмити һакимийәт бешидики радикал оңчи һөкүмәтниң көчмәнләргә қарши сийасәтлириниң әксичә мақуллиған қарарлири билән солчи тәшкилатлар вә зйалийлар тәрипидин «үлгилик районлуқ һөкүмәт» дәп көрситилип кәлмәктә иди. 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر