америка қошма иштатлириниң бәсрә консулханиси тақалди

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири майк помпейо америкиниң ирақниң бәсрә шәһиридә турушлуқ консулханисиниң тақалғанлиқини билдүрди.

1059012
америка қошма иштатлириниң бәсрә консулханиси тақалди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси һесер наверт тәрипидин, помпейониң америка қошма иштатлириниң бәсрә консулханисини тақаш қарари тоғрулуқ елан қилинған йазма байанатта әскәртилишичә, помпейо бу һәқтики қарарида мундақ дегән: «америка қошма иштатлириниң бағдад баш әлчиханиси бәсрә районидикиләргә толуқ мулазимәт қилишни давамлаштуриду.»

һесер наверт йәнә, америка қошма иштатлириниң ирақниң җәнубий районидики ирақ хәлқигә давамлиқ йардәм берилидиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.

министир помпейому бу һәқтә елан қилған йазма байанатида, америка қошма иштатлириниң ирақтики хизмәтчи – хадимлири һуҗумға учриған тәқдирдә, иранни җавабкарлиққа тартидиғанлиқлирини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر