лавров америкиниң иран йадро келишимидин чекинишиниң йеңи хәвпләрни пәйда қилғанлиқини ейтти

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров, америкиниң иран йадро келишимидин бир тәрәплимә һалда чекинишиниң, йадро қораллириниң кеңийип кетишиниң алдини елиш хизмәтлирини хәвпкә иттиргәнликини ейтти.

1057579
лавров америкиниң иран йадро келишимидин чекинишиниң йеңи хәвпләрни пәйда қилғанлиқини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: сергей лавров, б д т  хәвпсизлик кеңишиниң йадро қоралсизлиниш вә аммивий қирғучи қоралларға алақидар йиғинида, русийәниң өзини дунйаниң йадро хәвпидин қутулуши нишаниға йетишкә атиғанлиқини әскәртти.

истратегийәлик муқимлиққа тәсир көрситидиған барлиқ амилларниң шәртсиз һалда нәзәргә елиниши керәкликини билдүргән лавров, һәрбий вә йадро күчкә игә барлиқ дөләтләрниң йадро қораллириниң кеңийип кетишиниң алдини елиш йолидики сөһбәт мусаписигә иштирак қилишиниң зөрүрлүкини тәкитләп өтти.

америкиниң (май ейида) иран йадро келишимидин бир тәрәплимә һалда чекинишиниң йадро қораллириниң кеңийип кетишиниң алдини елишқа нисбәтән хәвп пәйда қилғанлиқини тәкитлигән лавров, теһранниң йадро пилани даирисидики мәҗбурийәтлирини ада қилғанлиқиға ишарәт қилип өтти вә сөзини давамлаштуруп, «русийә, нөвәттә иран, хитай вә йавропа иттипақи билән бирликтә үстидә актип хизмәтләрни ишләватқан иран йадро келишиминиң муһапизәт қилиниши керәкликигә ишиниду. әксичә болғанда, пүткүл оттура шәрқтә, районниң муқимлиқиға вә йадро қораллириниң кеңийип кетишиниң алдини елишқа қарши хәвпләргә толған наһайити зор бир сүркилишкә дучар болуп қелишимиз мумкин» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر