риванда җумһур рәис әрдоғанниң чақириқини қоллиди

риванда пирезиденти паул кагаме җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң қурулмисида ислаһат елип беришқа алақидар чақириқини қоллиди.

1057049
риванда җумһур рәис әрдоғанниң чақириқини қоллиди

түркийә авази радийоси хәвири: африқа әллири иттипақиниң башлиқи вә риванда пирезиденти паул кагаме, америка қошма иштатлириниң нийу йорк шәһиридә давамлишиватқан бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 73 – нөвәтлик омумий кеңәш йиғини даирисидә қилған сөзидә, өзидин бурун кеңәшкә хитаб қилған җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң қурулмиси вә пирограммилирини қайтидин тәңшәш вә ислаһат елип беришқа алақидар чақириқини қоллиди.

африқа әллири иттипақиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики орниниң башқа районлуқ тәшкилатларға охшашла салаһийити вә әһмийитигә асасән болушиниң зөрүрлүкини әскәрткән кагаме, бу йилқи йиғинниң асаслиқ темисиниң «бирләшкән дөләтләр тәшкилатини пүткүл инсанийәткә хизмәт қилидиған һалға кәлтүрүш» икәнликини қәйт қилди, һәмдә көп милләтләр орун алғандила, андин бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң пүткүл инсанийәткә вәкиллик қилалайдиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «һазирқи йәр шари характерлик һакимийәт қурулмисиниң икки йөнилишлик һалини давамлаштурғили болмайду. көп санлиққа алақидар пиринсиплар, кичиккинә бир аз санлиқлар тәрипидин бәлгиләнмәктә. һәммигә баравәр болмиған өлчәмләр һәргизму дунйави өлчәмләр болалмайду. хәлқаралиқ түзүмниң қурулмисидики бу адаләтсизликни түгәнкәндила, андин көп йөнилишлик һәмкарлиқни қайтидин җанландурғили, хәлқаралиқ тәшкилатларниң қануний салаһитини йеңидин күчкә игә қилғили болиду.»

конго демократик җумһурийити пирезиденти җозеф кабиламу бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңиши йиғинида қилған сөзидә, африқа әллириниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида техиму кәң даирилик вәкиллик һоқуқи тәләп қилидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «африқа хәлқлири бирләшкән дөләтләр тәшкилатида садалириниң техиму җараңлиқ аңлинишини тәләп қилмақта. җүмлидин, африқа дөләтлири уда 15 йилдин буйан бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишидә даимий әза болушни тәләп қилмақта.»

у йәнә, уда 20 йилдин буйан конго демократик җумһурийитидә вәзипә өтәватқан бирләшкән дөләтләр тәшкилати тинчлиқни сақлаш қисминиң чекиндүрүлүшиниму тәләп қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر