америка араканлиқ мусулманлар дуч келиватқан зулум тоғрулуқ доклат елан қилди

америка һөкүмити бирма армийәсиниң араканлиқ мусулманларни қери-йаш вә чоң-кичик демәстин һуҗум нишани қилип системлиқ һалда қирғин қилип келиватқанлиқини билдүрди.

1056311
америка араканлиқ мусулманлар дуч келиватқан зулум тоғрулуқ доклат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка һөкүмити тәрипидин елип берилған тәкшүрүштә, бирма армийәсиниң араканлиқ мусулманларни қери-йаш вә чоң-кичик демәстин һуҗум нишани қилип системлиқ һалда қирғин қилип  келиватқанлиқи билдүрүлди.

америка ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бирмадики зулумлардин қечип баңладештин панаһлиқ тилигән миңдин артуқ араканлиқ мусапир билән елип берилған сөһбәткә асасән тәййарлап чиқилған доклатта, бирма армийәсиниң араканлиқ мусулманларға еғир зулум салғанлиқи алаһидә тәкитләнди.

20 бәтлик доклатқа асасланғанда, сөһбәт елип берилған арканлиқ мусулманларниң көп қисми шаһит болған җинайәт вә зораванлиқ вәқәлириниң %84ниң җавабкариниң бирма армийәси икәнликини билдүрүшкән.

араканлиқ мусулманлар басқунчилиқ, қурани кәримни көйдүрүш, инсанларниң беши йаки бәдән әзасини кесиш, бовақ вә балиларни уруш йаки өлтүрүш, әскәрләрниң туғут әснасидики айалларға һуҗум қилиши қатарлиқ җинайи қилмишларға шаһит болушқан.

доклатта мундақ дейилди: «бу қетимқи тәкшүрүш аракан вилайитидики зораванлиқ вә зулумниң толиму еғирлиқини намайән қилип бәрди.» доклатта йәнә зораванлиқ вәқәлиридә 38миңдин артуқ бинаға от кетип көйүп күлгә айланғанлиқи әскәртилди.

б д т ниң билдүрүшичә, 2017-йили 25-авғусттин башлап араканни ташлап баңладешқа қачқанларниң сани 700 миңға йәткән. хәлқара инсан һәқлири органлири сүний һәмраһ көрүнүшлири билән йүзләрчә йезиниң йоқ қилинғанлиқини дәлилләп чиқти.

б д т вә хәлқара  инсан һәқлири тәшкилатлири араканлиқ мусулманларға селинған зулумни «етник тазилаш» йаки «ирқий қирғинчлиқ»дәп атап кәлмәктә.

хәлқара йардәм органлириниң аракан вилайитигә киришигә тосалғу болуп келиватқан бирма һөкүмити, араканлиқ мусулманларни қайтуруп келиш тоғрисида бәргән вәдисини һазирғичә ишқа ашурмиди.

инсан һәқлири тәшкилатлири араканлиқ мусулманлар бирмада бихәтәрлик бәрпа  қилинмай туруп араканға қайтқан тәқдирдә, еғир зулумға дучар болидиғанлиқлирини билдүрмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر