шималий корейә йадро қораллири мәсилисидә чоң қәдәм ташлайду

шималий корейә йерим арални йадро қораллиридин тазилаш мәсилисидә техиму чоң қәдәмләрни ташлайдиғанлиқини елан қилди.

1052703
шималий корейә йадро қораллири мәсилисидә чоң қәдәм ташлайду
moon jae-in-kim jong-un.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: йонһап агентлиқиниң хәвиригә асасланғанда, җәнубий корейә пирезиденти мун җаен билән шималий корейә рәһбири ким җоңун пийоңйаңда өткүзүлгән учришишниң иккинчи күнидә, йәнә бир қетим көрүшкән. му җаен шималий корейә рәһбири ким җоңунниң америка тегишлик қәдәмләрни басқан тәқдирдә, доңчаң ри районидики йадро синақ мәркизини вә башқурулидиған бомба қойуп бериш суписини хәлқаралиқ һәйәтниң назарити астида тақиветидиғанлиқлирини ейтқанлиқини билдүргән. у шималий корейә билән америка оттурисидики учришишларниң пат арида қайта башлинишини үмид қилидиғанлиқлирини қәйт қилған.

шималий корейә рәһбири ким җоңун учришишта, корейә йерим арилидики йадро қоралларни бир тәрәп қилиш мәсилисидә пикир бирлики һасил қилинғанлиқини билдүргән.

ким җоңун пийоңйаңдики учришишларниң шималий вә җәнубий корейә оттурисидики мунасивәтләрни тәрәққий қилдурушта йеңи сәһипә ачқанлиқини ейтқан.

икки корейә рәһбәрлириниң учришишидин кейин елан қилинған хитабнамидә, америка тегишлик қәдәмләрни басқан тәқдирдә, шималий корейәниң йерим арални йадро қораллиридин тазилаш мәсилисидә техиму чоң қәдәмләрни ташлайдиғанлиқи тәкитләнди.

хитабнамидә, шималий вә җәнубий корейәниң хәлқаралиқ тәнтәрбийә паалийәтлиригә биллә қатнишишни давамлаштуридиғанлиқи вә 2032-йили өткүзүлидиған йазлиқ олимпик йиғиниға бирликтә саһибханлиқ қилиш үчүн тиришидиғанлиқлири қәйт қилинди. буниңдин башқа йәнә, шималий вә җәнубий корейәниң панмунҗом чегра йезисидики ортақ хәвпсизлик районини меналардин тазилаш, чегра қаравуллирини әмәлдин қалдуруш мәсилисидиму пикир бирлики һасил қилинғанлиқи билдүрүлди.

америка пирезиденти доналд трамп твиттерда икки корейәниң учришиши һәққидә байанат елан қилди. у: «ким җоңун музакирәләр нәтиҗисидә ахири йадро синиқини тохтитишни вә башқурулидиған бомба қойуп бериш мәркизини хәлқаралиқ мутәхәссисләрниң наразити астида тақашни қобул қилди. бу җәрйанда, башқурулидиған бомба вә йадро синиқи қилинмайду» деди.

пирезидент трамп икки корейәниң 2032-йили өткүзүлидиған олимпик тәнһәрикәт йиғиниға саһибханлиқ қилиш үчүн илтимас сунидиғанлиқи тоғрисида тохтилип, буниң кишини һайаҗанға салидиғанлиқини әскәртти.

мун җаен билән ким җоңун түнүгүн (18-сентәбир) тинчлиқ үчүн ортақ тиришчанлиқ көрситидиғанлиқлири тоғрисида вәдә бәргән иди.

мун җаен билән ким җоңун 2018-йил апрел ейида өткүзүлгән тарихий учришиштин кейин, 26-майда көрүшүп, икки дөләт оттурисидики тинчлиқ мусаписини муһакимә қилған иди.

америка пирезиденти доналд трамп билән шималий корейә рәһбири ким җоңун 12-ийун сингапорда көрүшкән болуп, икки рәһбәр шималий корейәниң йадро қораллиридин тазилиниши мәсилисидә келишим һасил қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر