русийә: айропиланимиз « S-200 » һава мудапиәси системиси тәрипидин чүшүрүветилди

русийә дөләт мудапиә министирлиқи ақдеңиз үстидә йоқап кәткән « Il-20» типлиқ һәрбий айропиланниң сүрийә армийәсиниң « S-200 » һава мудапиәси системиси тәрипидин етилған бир башқурулидиған бомба билән чүшүрүветилгәнликини уқтурди.

1051857
русийә: айропиланимиз « S-200 » һава мудапиәси системиси тәрипидин чүшүрүветилди

түркийә авази радийоси хәвири: министирлиқ тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, сүрийәдики һумәймим һәрбий базисиға қайтиши җәрйанида ақдеңиз үстидә радардин чиқип кәткән вә 14 һәрбий олтурған « Il-20» типлиқ һәрбий айропиланниң сүрийә армийәсиниң « S-200 » һава мудапиәси системиси тәрипидин етилған бир башқурулидиған бомба билән чүшүрүветилгәнлики, исраилийәлик учқучиларниң айропиланни сүрийәниң һава мудапиәси системилири бар районға елип берип, қиалған сүпитидә ишләткәнлики әскәртилди.

русийә дөләт мудапиә министирлиқи байанатчиси игор конашенков бу һәқтә елан қилған байанатида, «< Il-20> типлиқ айропиланимиз сүрийә армийәсигә аит « S-200 » һава мудапиәси системиси тәрипидин етип чүшүрүлди» деди.

айропиланниң исраилийәлик учқучиларниң мәсулийәтсизлики сәвәбидин чүшүп кәткәнликини қәйт қилған конашенков, «исраилийәниң бу иғвагәрликини бизгә қилинған дүшмәнлик дәп қараймиз. исраилийә әскәрлириниң мәсулийәтсизлики сәвәбидин 14 рус әскири өлди. бу русийә – исраилийә мунасивәтлириниң роһиға хилап» деди.

русийә дөләт мудапиә министирлиқи илгири елан қилған байанатида,  , 14 һәрбий олтурған « Il-20» типлиқ һәрбий айропиланниң русийәниң сүрийәдики һумәймим һәрбий базисиға қайтиши җәрйанида ақдеңиз үстидә радардин чиқип кәткәнликини һәмдә айропиланниң исраилийәгә аит « F-16 » типлиқ уруш айропиланиниң сүрийәниң лазқийә шәһиридә елип барған һуҗуми җәрйанида йоқап кәткәнлики уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر