маттисниң, вашингтонниң тәйвән тоғрисидики тәлипини рәт қилғанлиқи илгири сүрүлди

америка қошма иштатлири мудапиә министири җеймс маттисниң, ташқи ишлар министирлиқиниң тәйвәнгә қурған дипломатик орунни қоғдашқа әскәр аҗритиши тоғрисидики тәлипини рәт қилғанлиқи илгири сүрүлди.

1051623
маттисниң, вашингтонниң тәйвән тоғрисидики тәлипини рәт қилғанлиқи илгири сүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: америка с н н қанилиниң америкилиқ әмәлдарларни мәнбә қилған һалда бәргән хәвиридә, америка ташқи ишлар министирлиқиниң тәйвәнниң пайтәхти тайбида ачқан дипломатик орни үчүн мудапиә министирлиқидин әскәр тәләп қилғанлиқи, бирақ маттисниң бу тәләпни рәт қилғанлиқи илгири сүрүлди.

пентагонниң бир әмәлдари с н н ниң соалириға җаваб берип, деңиз пийадилири қармиқидики әскәрләрниң алдимиздики ай тәйвәнгә бериши пиланлиниватқан бир пәйттә, маттисниң қарариниң министирлиқта тәәҗҗүплиниш пәйда қилғанлиқини әскәртти.

бу иш, бир тәрәптә маттисниң рәт қилиш қарариниң пәрдә арқисида америка қошма иштатлириниң тәйвәнни дөләт, дәп етирап қилмайдиғанлиқиниң йатидиғанлиқиниң илгири сүрүлишигә, йәнә бир тәрәптә, министир маттисниң тәйвән мәсилисидә трамп даирилири билән зит қарашта икәнлики тоғрисидики анализларниң оттуриға чиқишиға сәвәб болди.

ташқи ишлар министирлиқи ийун ейида тәйвәндә ачқан дипломатийә ишлири мәркизидә 450 адәмниң вәзипә өтәватқанлиқи қәйт қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر