исраилийәниң дәмәшиқ хәлқара айродурумиға һуҗум қилғанлиқи илгири сүрүлди

исраилийәниң сүрийәдики дәмәшиқ айродурумиға башқулидиған бомба атқанлиқи илгири сүрүлди.

1050297
исраилийәниң дәмәшиқ хәлқара айродурумиға һуҗум қилғанлиқи илгири сүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: әсәд һакимийити хәвәр агентлиқи – сана, һәрбий әмәлдарларни мәнбә қилған һалда тарқатқан бир хәвиридә, пайтәхт шәрқий қисмидики дәмәшиқ хәлқара айродуруминиң исраилийәниң башқурулидиған бомба һуҗумиға учриғанлиқини илгири сүрди.

хәвәрдә, «һава мудапиә системилиримиз исраилийәниң дәмәшиқ айродурумиға қилған һуҗумини битчит қилди вә бәзи башқурулидиған бомбиларни йоқитип ташлиди» дегәнләр ибариләргә орун берилди.

исраилийә тәрәп бу һәқтә һечқандақ байанат бәрмиди.

әсәд һакимийити, 4 – сентәбирдә исраилийә уруш айропиланлириниң дөләтниң оттура қисмиға җайлашқан һама вә ғәрбий қисмиға җайлашқан тартус вилайәтлиридики бәзи һәрбий районларға һавадин һуҗум қилғанлиқини илгири сүргәниди.

исраилийә, йеқинқи бир қанчә айдин буйан сүрийәниң һумус, кунәйтра, дера вә дәмәшиқ вилайәтлиридики һакимийәт вә униң һамиси иранға тәвә һәрбий районларға қарши һәрхил һуҗумларни қозғап кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر