пакистанниң түрмидики сабиқ баш министири наваз шәрифниң айали вапат болди

пакистанниң түрмидики сабиқ баш министири наваз шәрифниң рак кесили сәвәбидин давалиниватқан айали бегим гүлсүм наваз вапат болди.

1047561
пакистанниң түрмидики сабиқ баш министири наваз шәрифниң айали вапат болди

 

түркийә авази радийоси хәвири: наваз шәрифниң қериндиши вә пакистан мусулманлар бирләшмиси партийәсиниң рәһбири шаһбаз шәриф әнглийәниң пайтәхти лондондики һарлей ситрет дохтурханисида бир йилдин буйан рак кесили сәвәбидин давалиниватқан йәңгиси бегим гүлүсм навазниң вапат болғанлиқини елан қилди.

гүлүсм наваз йүрәк вә өпкисидики мәсилиләр сәвәбидин түнүгүн кәчтә җиддий давалаш бөлүмигә йөткәлгән иди.

гүлүсм навазниң әһвали ийун ейида еғирлишип һушини йоқатқан болуп, лонда туруватқан йолдиши наваз шәриф вә қизи мәрйәм шәриф пакистан сот мәһкимиси тәрипидин уларға берилгән қамақ җазасини тартиш үчүн пакистанға қайтип кетип, бир күндин кейинла һушиға кәлгән иди.

наваз шәриф билән 46 йиллиқ аилиси вә 4 пәрзәнти болған гүлсүм наваз, пәрвиз мушәррәфниң һәрбий - сийасий өзгириш қозғиши билән ағдуруп ташлиған йолдишиниң қойуп берилиши үчүн сәпәрвәрәлик башлиған иди.

гүлсүм навазниң дәпин мурасими пакистанда җүмә күни өткүзүлидиған болди.

пакистан медийаси наваз шәриф вә қизи мәрйәмниң җиназә мурасимиға қатнишиши үчүн 5 саәтлик рухсәт берилгәнликини елан қилди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر