америкида зораванлиққа қарши чиққан намайишчилар назарәт астиға елинди

америкиниң чекаго шәһиридә зораванлиққа қарши намайиш өткүзгән кишиләрниң бир қисми назарәт астиға елинди.

1042691
америкида зораванлиққа қарши чиққан намайишчилар назарәт астиға елинди

түркийә авази радийоси хәвири: америкиниң чикаго шәһиридә зораванлиққа қарши чиққан намайишчилар назарәт астиға елинди.

шәһәрниң җәнубий вә ғәрбий районлирида йилдин-йилға авуп маңған зораванлиқ вәқәлири вә чикаго шәһәр башлиқи раһим емануелға қарши кеннедий ташйолида намайиш өткүзүлди.

дин хадими вә паалийәтчи гиоргий ливиңстон тәрипидин тәшкилләнгән намайишқа 100 дәк адәм қатнашти.

намайишниң ташйолниң кириш еғизидики бир йәрдә өткүзүлүшигә рухсәт қилинғанлиқини билдүргән намайишчилар, ташйолға кирмәкчи болған 12 намайишчини назарәт астиға алди.

қалған намайишчилар «зоравнлиққа қаршимиз, шәһәр башлиқи раһим қара тәнликләргә зулум қилмақта, қара тәнликләрниңму җени қиммәтликтур, и шәһәр башлиқи раһим! җәнубий вә ғәрбий районларни тәрәққий қилдурғин йаки истепа бәргин»дегән хәтләр йезилған лозункиларни елип маңди.

намайшичилар «шәһәр башлиқи раһим истепа бериши керәк вә адаләт болмиса тинчлиқму йоқ»дегән мәзмунда шоарлар товлашти. сақчилар күчлүк бихәтәрлик тәдбири алди.

шәһәрдә бу йил ийул вә авғуст айлиридиму намайишлар өткүзүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر