сүрийәлик хиристийанлар й п г / п к к террорлуқ тәшкилатиға наразилиқ билдүрди

сүрийәниң һасәкә шәһиридә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / й п г тәрипидин мәктәплири тақиветилгән хиристийанлар тәшкилатқа наразилиқ билдүрди.

1039421
сүрийәлик хиристийанлар й п г / п к к террорлуқ тәшкилатиға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: хиристийанлар, й п г / п к к ишғали астидики қамишли наһийәсигә топлинип, тәшкилатниң өзлиригә тәвә икки мәктәпни тақиветишигә наразилиқ билдүрди вә мәктәпләрниң қайтидин ечилишини тәләп қилип шоарларни товлиди.

й п г / п к к террорлуқ тәшкилати, үч йилдин буйан ишғал қиливалған җайлардики мәктәпләрдә оқуғучиларға етник милләтчилик идийисини мәркәз қилған террорлуқ тәлиматлирини сиңдүрмәктә.

пәрзәнтлирини террорлуқ тәшкилати тәшвиқатлиридин сақлап қалмақчи болған ата – анилар хусусий мәктәпләргә йүзләнмәктә. бирақ, тәшкилат, бу хил мәктәпләргиму бастуруп кирип, тәһдит салмақта вә тақиветиш усуллирини қолланмақта.

й п г / п к к, тәлим – тәрбийәни теңиш даирисини кеңәйтип, 10 – авғустта қамишлиға қарашлиқ дирик вә дирбәсийә базарлиридики сурйани мәктәплириниму тақивәткәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر