нйуйорктики бир дохтурханида қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

америка қошма иштатлириниң нйуйорк шәһиридики бир дохтурханида қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди.

1028723
нйуйорктики бир дохтурханида қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлириниң нйуйорк шәһиридики бир дохтурханида йүз бәргән қораллиқ һуҗумда, һуҗумчи вә башқа бир кишиниң җенидин айрилғанлиқи билдүрүлди.

нйуйорк җамаәт хәвпсизлик тармақлири, бүгүн әтигән вестчестер дохтурханисиниң 4 – қәвитидә йүз бәргән вәқәдә, 70 йашлиқ әр һуҗумчи билән йәнә шу йашлардики бир айалниң җенидин айрилғанлиқини билдүрди.

америка таратқулири, «һуҗумчи билән өлгән айалниң әр – хотун икәнлики» ни илгири сүрди.

һуҗумчи вә һуҗумда өлгән айалниң кимликлири елан қилинмиди.

вәқәдин кейинки тәкшүрүш түпәйли дохтурханиға кирип – чиқиш қисқа вақит тохтитип қойулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر