хоңкоң малайшийадин тоху импорт қилишни тохтатти

хоңкоң, малайшийадики бир тоху фирмисида қуш зукуми байқалғандин кейин бу дөләттин тоху импорт қилишни тохтатти.

1027941
хоңкоң малайшийадин тоху импорт қилишни тохтатти

түркийә авази радийоси хәвири: шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хоңкоң, малайшийаниң сабаһ өлкисигә қарашлиқ тампарули базиридики бир тоху фирмисида қуш зукуми (H5N1) байқалғандин кейин тоху импорт қилишни тохтитишни қарар қилған.

хоңкоң ашлиқ вә муһит тазилиқи башқармиси йемәк – ичмәк бихәтәрлики мәркизи байанат берип, тоху импорт қилишни тохтитиш қарариниң дөләт һайванлар саламәтлики тәшкилатиниң агаһландурушиға асасән чиқирилғанлиқини әскәртти.

хоңкоңниң мушу йилниң дәсләпки 6 ейида малайшийадин 100 тонна тоңлитилған тохо гөши вә 190 милйон данә тухум импорт қилғанлиқи билдүрүлди.

малайшийаниң сабаһ өлкисигә қарашлиқ тампарули базиридики бир тоху фирмисида қуш зукуми байқалған 10 миң тоху түнүгүн бир тәрәп қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر