нигерийәдә бир имам 300 хиристийанни қутқузувалди

нигерийә пирезиденти муһәммәду бухари 300 хиристийанни зоравнлардин қоғдап қалған бир имамға миннәтдарлиқини билдүрди.

1023132
нигерийәдә бир имам 300 хиристийанни  қутқузувалди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә пирезиденти муһәммәду бухари пилату өлкисидә мәйданға кәлгән тоқунушлар әснасида тәхминән 300 хиристийанни қоғдап қалған имамға миннәтдарлиқини билдүрди.

нигерийәниң оттура қисмиға җайлашқан пилату өлкисиниң валийси симон лалоң, пирезидент муһәммәду бухариниң нигһар йезиси имами 83 йашлиқ абдуллаһи әбубәкирниң тоқунуштин қачқан хиристийанларни қоғдап қалғанлиқи үчүн униңға миннәтдарлиқини билдүргәнликини ейтти.

лалоң мундақ деди: «пирезидент бухари хиристийанларни зораванлардин қоғдап қалған имам билән көрүшиду.»

валий лалоң имам әбубәкирниң пилату өлкисидила әмәс пүткүл нигерийәдә тинчлиқниң символиға айланғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر