түрмидики пакистан сабиқ баш министири дохтурханиға апирилди

пакистанда тутуп турулуватқан сабиқ баш министир наваз шәриф йүрәк кесәллики сәвәбидин дохтурханиға апирилди.

1022106
түрмидики пакистан сабиқ баш министири дохтурханиға апирилди

түркийә авази радийоси хәвири: сабиқ баш министир наваз шәриф адиала түрмисидин түнүгүн (29-ийул) кәчтә қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири астида пайтәхт исламабадтики "пакистан тиббий билимләр иниститути" (PIMS ) ға апирилди.

пакистан тиббий билимләр иниститутиниң байанатчиси васим һаваҗа шәриф сабиқ баш министирниң дохтурханида йүрәк кесәлликлири бөлүмидә давалаш астиға елинғанлиқини вә әһвалиниң муқим икәнликини билдүрди.

дохтурхана мәсуллири саламәтлик тәкшүрүшидә йүрәк һәрикитидики өзгиришләр байқалған сабиқ баш министирниң қан шекәриниң йуқири икәнликини қәйт қилди.

пакистан тиббий билимләр иниститути йүрәк кесәлликлири бөлүминиң башлиқи наим малик буниңдин бурунму кесили қозғалған, әмма түрмидә даваланған сабиқ баш министирниң қенида һайатиға тәсир көрситидиған өзгириш болғанлиқи үчүн, дохтурханида давалаш астиға елиниши керәкликини ейтқан иди.

игилинишичә, наваз шәриф буниңдин бурун бир қетим йүрәк оператсийәси қилинған болуп, униң шекәр вә холестерол кесили икәнлики билдүрүлгән.

төт кишилик тиббий тәкшүрүш хадими өткән һәптә сабиқ баш министир наваз шәрифниң бөрәк вә йүрәк кесилигә сәвәб болидиған дәриҗидә сусиз қалғанлиқи гумани билән, у туруватқан түрмигә әвәтилгән иди. тиббий тәкшүрүш хадимлири сабиқ баш министирниң қенида нормалдин %50 йуқири шекәр барлиқини вә дохтурханида давалаш астиға елиниши керәкликини уқтурған иди. бирақ, наваз шәриф дохтурханиға беришни рәт қилған иди.

түрмә даирилириниң таратқуларға бәргән учурлириға қариғанда, қан айлинишида мәсилә болған 68 йашлиқ сабиқ баш министир наваз шәрифниң қоллирида ағриқ сизиминиң пәйда болуши билән дохтурханиға давалаш астиға елиш қарари чиқирилған.

наваз шәриф давалаш астиға елинған пакистан тиббий билимләр иниститутиниң әтрапида бихәтәрлик тәдбирлири күчәйтилди.

парихорлуқ сәвәбидин өткән йили (2017) һоқуқидин елип ташланған вә һәққидә 10 йиллиқ қамақ җазасиниң берилиши тәләп қилинған наваз шәриф, 20 күндин буйан адиала түрмисидә иди.

пакистан соти наваз шәриф вә үч оғлиниң әнглийә пайтәхти лондондики авенфилд бинасидин һәшәмәтлик өйләрни сетивалған пулниң келиш мәнбәсиниң ениқ әмәсликини билдүргән иди.

наваз шәриф болса, бу сетивелинған өйләрниң өзиниң әмәс, балилириниң икәнликини ейтқан иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر