америка вә русийә дөләт мудапиә министирлириниң көрүшүш еһтимали диққәт қозғиди

америка дөләт мудапиә министири маттис русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгу билән көрүшүш еһтималиға соғуқ нәзәр билән қаримайдиғанлиқини билдүрди.

1014310
америка вә русийә дөләт мудапиә министирлириниң көрүшүш еһтимали диққәт қозғиди

түркийә авази радийоси хәвири:  америка дөләт мудапиә министири маттис русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгу билән көрүшүш еһтималиға соғуқ нәзәр билән қаримайдиғанлиқини билдүрди.

әнглийә ройтерс агентлиқиниң дипломатик мәнбәрләрдин нәқил алған хәвиридә билдүрүлишичә, америка дөләт мудапиә министири маттис русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгу билән көрүшүш үчүн ишикләрниң очуқ икәнликини ейтқан.

маттис бу сөзлирини америка пирезиденти доналд трамп билән русийә пирезиденти владимир путин финландийә пайтәхти хелсинкида көрүшкәндин кейин ейтти. нам-шәрипини ашкарилашни халимиған мәсул хадимлар маттисниң көрүшүшкә нисбәтән иҗабий қарашта икәнликини, бирақ икки тәрәп оттурисида һазирчә бу һәқтә актип алақә орнитилмиғанлиқини әскәртти.

сергей шойгу өткән һәптә италийәдә чиқидиған "Il Giornale" гезитиниң зийаритини қобул қилғанда, пентагон (бәш бурҗәклик бина, америка дөләт мудапиә министири) ға районлуқ вә дунйа характерлик киризислар, террорлуққа қарши күрәш мәсилилиридә дийалогни чақириқ қилғанлиқини, әмма пентагонниң техи буниңға тәййар әмәсликини ейтқан иди.

2015-йилдин буйан икки министирлиқ оттурисида һечқандақ учришиш болмиған.    



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر