исраилийә йавропа иттипақиға наразилиқ билдүрди

исраилийә баш министири бунйамин нетанйаһу, йавропа иттипақиниң тел авивда турушлуқ баш әлчиси емануел гиауфретниң наразилиқ ултиматоми тапшуруш үчүн ташқи ишлар министирлиқиға чақиртилиши тоғрисида йолйоруқ чүшүрди.

1011600
исраилийә йавропа иттипақиға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә баш министирлиқ мәһкимиси байанат берип, нетанйаһуниң ташқи ишлар министирлиқи баш мудириға ултиматом тапшуруш үчүн гиауфретни министирлиққа чақиртиш тоғрисида йолйоруқ чүшүргәнликини уқтурди.

«(йавропа иттипақиниң) һазирғичә исраилийәниң игилик һоқуқиға игә бир дөләт икәнликини чүшәнмигәнлики чиқип туриду» дегән ибариләргә орун берилгән байанатта, йавропалиқлар қанун лайиһәсиниң авазға қойулушиға мудахилә қилиш билән әйибләнди.

мәзкур қарар тоғрисида әтраплиқ мәлумат берилмигән болсиму, мәһәллий таратқулар буниң исраилийәдики бәзи йеза – базарларда пәқәт йәһудий нопусиниңла һайат кәчүрүшигә йол қойушни мәзмун қилған бир қанун лайиһәси билән мунасивәтлик икәнликини, «йавропалиқ дипломатларниң, исраилийәлик парламент әзалириға мәзкур қанун лайиһәсиниң демократик пиринсипларға зит, айримчи амилларни өз ичигә алидиғанлиқи» ни билдүргәнликини йазғаниди.

нетанйаһу рәһбәрликидики ликуд партийәси тәрипидин парламентқа сунулған қанун лайиһәси, апрел ейида парламенттики биринчи қетимлиқ авазға қойуштила қобул қилинғаниди. мәзкур лайиһә иккинчи вә үчинчи қетимлиқ авазға қойушлардиму қобул қилинип қанунлашқан тәқдирдә, алақидар йеза – базарлар исраилийәлик әрәбләрниң у районларда һайат кәчүрүшигә наразилиқ билдүрүш һоқуқиға игә болиду.

исраилийәдә бир лайиһәниң қанунлишиши үчүн үч қетим парламентниң мақуллуқидин өтүши шәрт қилиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر