даңлиқ түрк дохтор мәһмәт өз сүрийәлик балиларни тәкшүрди

америкида йашайдиған мәшһур түрк дохтор мәһмәт өз сүрийәлик балиларни тәкшүрди.

1008470
даңлиқ түрк дохтор мәһмәт өз сүрийәлик балиларни тәкшүрди

түркийә авази радийоси хәвири:америкида йашайдиған мәшһур түрк дохтор мәһмәт өз, сүрийәниң әзәз районида балиларға диагноз қойди.

баш министирлик апәт вә җиддий әһвалларға тақабил туруш идарисиниң тәклипигә бинаән түркийәгә кәлгән мәһмәт өз, идарә башлиқи мәһмәт гүллүоғлу вә досент доктор һалит йәрәбакан билән өнҗүпинар таможна еғизидин өтүп сүрийәгә барди.

түркийә армийәси тәрипидин 7 ай елип берилған фират қалқини һәрбий һәрикити нәтиҗисидә азад болған әзәз райониға барған мәһмәт өз, түркийәниң йардими билән селинған дохтурхана вә мәктәпләрни екскурсийә қилди.

дохтурхана қорусида сүрийәниң дәйризор шәһиридики өйиниң бомбардиман қилиниши нәтиҗисидә бәдининиң көп қисми зәхминләнгән мусәнна аси билән көрүшкән мәһмәт өз, мусәннани тәкшүрүп чиқти.

арқидин әтраптики башқа балиларға совғат бәргән мәһмәт өз, йасин аилисиниң меһмини болди. бу өйдә аилә әзалиридин зәйнәпниң йүрикидә төшүк барлиқидин хәвәр тапқан мәһмәт өз, бу балиниму тәкшүрүп чиқти.  бу қизни түркийәдә давалаш үчүн баш министирлик апәт вә җиддий әһвалларға тақабил туруш идариси хадимлиридин йардәм тәләп қилған мәһмәт өз, зәйнәпниң түркийәдә оператсийә қилинишиға йардәм қилидиғанлиқини ейтти.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر