иранда бир академик сунний диний алим суйиқәсткә учриди

сунний диний алим мәвливи абдушшукур тәршабиға суйиқәст қилғучиларниң техичә кемлики ениқланмиди.

1006342
иранда бир академик сунний диний алим суйиқәсткә учриди

түркийә авази радийоси хәвири: иранниң шәрқий җәнубидики систан бәлучистан өлкисигә қарашлиқ хаш наһийәсидә академик сунний диний алим мәвливи абдушшукур тәршаби қораллиқ суйиқәст сәвәбидин һайатидин айрилди.

хаш муавин һакими муһәммәд әһмиди болаг диний алим мәвливи абдушшукур тәршабиға әтигәндә техичә кемлики ениқланмиған қораллиқ кишиләрниң суйиқәст қилғанлиқини вә суйиқәсттә һайатидин айрилғанлиқини ейтти.

академик сунний диний алим мәвливи абдушшукур тәршабиниң өлтүрүлиши наһийә хәлқигә нисбәтән интайин азаблинарлиқ йоқутуш икәнликини тәкитлигән муһәммәд әһмиди болаг: «әбдушшукур тәршаби өз саһәсидә йетишкән академик алим вә сәрхил затларниң бирси иди. районда исламий бирлик вә бир пүтүнлүкниң һимайичиси иди» деди.

иран һөкүмәт мәсуллири һуҗум қилғучиларниң кимлики ениқлинип, қолға елиниши үчүн хизмәтләрниң дамлишиватқанлиқини қәйт қилди.

сунний диний алим мәвливи абдушшукур тәршабиниң мейити әтә хаш наһийәсидә йәрликигә қойулиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر