йәмәндин сәуди әрәбистанға қилинған ракетамийот һуҗумида бир бала йариланди

йәмән тупрақлиридин етилған бир ракетамийотниң сәуди әрәбистанниң җазан райониға чүшүши нәтиҗисидә бир бала йариланди.

1005691
йәмәндин сәуди әрәбистанға қилинған ракетамийот һуҗумида бир бала йариланди

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан рәсмий хәвәр агентлиқиниң хәвәр қилишичә, дөләтниң җәнубидики җазан пуқрави мудапиә ишлири байанатчиси йәһйа әлқәһтани, йәмәндин етилған «катйуша» типлиқ бир ракетамийотниң җазандики маһулә райониға чүшүши нәтиҗисидә 5 йашлиқ бир балиниң йариланғанлиқини ейтқан, әмма у балиниң йарисиниң еғир йаки әмәслики, дохтурханиға орунлаштуруп орунлаштурулмиғанлиқи һәққидә мәлумат бәрмигән.

игилинишичә, һусийлар сәуди әрәбистанға атқан 150 тин артуқ башқурулидиған бомба һавада пачақлап ташланған, бәзи башқурулидиған бомбилар сәуди әрәбистанниң җәнубий районлириға чүшкән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر