америка кеңәш палатаси путин һәққидә доклат елан қилди

америка кеңәш палатасиниң истихбарат комитети русийә пирезиденти владимир путинниң 2016-йилдики сайламға тәсир көрситиш һәрикәтлирини тәстиқлиғанлиқи һәққидики көз қарашларға қошулидиғанлиқини елан қилди.

1005333
америка кеңәш палатаси путин һәққидә доклат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка кеңәш палатасиниң истихбарат комитети истихбарат органлириниң русийәниң сайламға тәсир көрсәткәнликини хуласиләп чиққан доклатиға асасән, доклат елан қилди.

комитетниң дәсләпки дәлилләрни өз ичигә алған доклатида, русийәниң америка пирезидентлиқ сайлимиға тәсир көрсәткәнлики һәққидики америка истихбарат органлириниң байқиғанлириниң тоғра икәнлики вә буниң дәлил-испатлар билән оттуриға қойулғанлиқи билдүрүлди.

доклатта, америка пирезидентлиқ сайлимиға тәсир көрситиш йолйоруқиниң путин тәрипидин берилгәнлики тоғрисида мундақ дейилди:

"комитет бу тәсир көрситиш һәрикитиниң пирезидент путин тәрипидин тәстиқланғанлиқиға вә дәлил-испатларға тайинип чиқирилған хуласиләргә қошулиду."

путин һөкүмитиниң америка пирезидентлиқ сайлими мәзгилидә доналд трампни қоллап, демократ рәқиби һилари клинтонниң абруйини чүшүрүшкә урунуватқанлиқи һәққидә нурғун дәлил-испатларниң байқалғанлиқи әскәртилгән доклатта, русийәниң сайлам мәзгилидә америкаға сибәр һуҗуми қилғанлиқини көрситидиған испатларниң тепилғанлиқи оттуриға қойулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر