германийәдә бирләшмә һөкүмәт тарқилип кетиш гирдабиға берип қалди

германийәдә көчмәнләр кирзиси сәвәбидин бирләшмә һөкүмәт тарқилип кетиш хәвпигә берип қалди.

1003603
германийәдә бирләшмә һөкүмәт тарқилип кетиш гирдабиға берип қалди

түркийә авази радийоси хәвири: германийәдә һөкүмәт сепида көчмәнләр мәсилиси тоғрулуқ ихтилап келип чиққанлиқи сәвәбидин, бирләшмә һөкүмәт тарқилип кетиш хәвпигә дуч кәлди.

вәзиписидин истепа бәрмәкчи болған ички ишлар министири һорст сеһофер, баш министир ангела меркел билән ахирқи қетим йаришип қелишни тәклип қилиду.

бирләшмә һөкүмәттики хиристийан демократчилар партийәси вә хиристийан иҗтимаий бирлик партийәси арисида көчмәнләр мәсилиси бойичә ихтилап келип чиққандин кейин ички ишлар министири һорст сеһоферниң вәзиписидин истепа беридиғанлиқи күнтәртипкә кәлди, бирақ министир һорст истепа бериш мәсилисини қайтидин көздин кәчүрүп чиқиридиғанлиқини билдүрди.

бүгүн әтигәндә мийунхенда мухбирларниң соаллириға җаваб бәргән министир һорст, истепа бериш тоғрисида чиққан хәвәрләрниң растлиқини, лекин бирләшмә һөкүмәттики иттипақдашлири билән йаришип қелиш үчүн йәнә бир қетим тиришип көридиғанлиқини ейтти.

партийәсиниң тәшкилий һәйәт йиғинида һәм партийәдики һәмдә һөкүмәттики вәзиписидин истепа беришни күнтәртипкә елип келидиғанлиқини, навада йаришип қелишниң мумкинчилики болмиса үч йил ичидә барлиқ вәзипилиридин истепа беридиғанлиқини ейтқан министир һорст, бу қетимқи көрүшүшниң нәтиҗисигә асасән буниңдин кейин қайси қәдәмләрни ташлашни қарар қилидиғанлиқини тәкитләп өтти.

хиристийан демократчилар партийәси көчмәнләр киризисниң һәл қилиниши үчүн  хиристийан иҗтимаий бирлик партийәси билән музакирә өткүзүшкә тәййар икәнликини әскәртти.

баш министир вә хиристийан демократчилар бирлик партийәси башлиқи ангела меркел, бирләшмә һөкүмәттики иттипақдеши хиристийан иҗтимаий бирлик партийәси билән көчмәнлик вә сийасий панаһлиқ қатарлиқ мәсилиләрдә йүз бәргән ихтилаплар тоғрисида тоғрисида тохтилип: "мәсулийитимни ада қилиш үчүн бирләшмә һөкүмәттики иттипақдешимиз билән бирәр нәтиҗигә еришиш үчүн қолумдин келишимчә тиришимән" деди.

германийә таратқулирида чиққан хәвәрләрдә ички ишлар министири һорстниң көчмәнләр киризиси сәвәбидин ички ишлар министирлиқи вә партийәсиниң рәислик вәзиписидин истепа беришни ойлашқанлиқини, партийәсиниң тәшкилий һәйәт йиғинида истепа беридиғанлиқини күнтәртипкә елип кәлгәндә, партийәсиниң мәҗлис гуруппа башлиқи александер добринт вә партийәдики нопузлуқ шәхсләрниң һорсттин бу қараридин ваз кечишни тәләп қилип туруватқанлиқлири қәйт қилинди.

хиристийан иҗтимаий бирлик партийәсиниң рәислик вәзиписини 2008-йилдин буйан өтәп келиватқан һорст, бу йил февралда қурулған бирләшмә һөкүмәт сепида ички ишлар министирлиқи вәзиписини үстигә алғаниди, бирақ баш министир ангела меркел билән һорст арисида узундин буйан көчмәнлик вә сийасий панаһлиқ мәсилилиридә ихтилаплар йүз берип кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر