ғәззә чеграсида әрдоғанниң ғәлибиси тәбрикләнди

пәләстинликләр ғәззә чеграсида җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң 24 – ийундики сайламларда қолға кәлтүргән ғәлибисини тәбриклиди.

1002861
ғәззә чеграсида әрдоғанниң ғәлибиси тәбрикләнди
gazze siniri erdogan kutlamasi1.jpg

 

түркийә авази радийоси хәвири: ғәззәниң исраилийә чеграсиға топлашқан бир гурппа пәләстинликләр қоллирида җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң рәсимлирини вә түркийә байриқини көтүрүшкән һалда тәбрикләш паалийити өткүзди. 

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң сайламдики ғәлибисини тәбриклигән пәләстинликләр әрдоғанни мәдһийәләп шоарларни товлиди.

пәләстинлик 20 йашлиқ әмин сәлим пәләстин хәлқигә вә пәләстингә қилған йардими үчүн рәхмәт ейтидиғанлиқини вә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән иптихарлинидиғанлиқини ейтти.

әмин сәлим: «пәләстин мәсилисигә тотқан позитсийәси сәвәбидин әрдоғанни интайин йахши көримиз. униңға мәдһийә оқуймиз. бизни өлтүргән вә өйлиримизни чиқип ташлиған исралийәниң зулмиға қарши биз түркләр билән бир йүрәк болимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر