маракәштә қамақ җазалириға қарши намайиш өткүзүлди

маракәштә риф һәрикити рәһбәрилиридин насир әззәфәфи вә униң һәмраһлириға берилгән қамақ җазалириға қарши пайтәхт рабатта кәң көләмлик намайиш өткүзүлди.

1001610
маракәштә қамақ җазалириға қарши намайиш өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт рабатта йүзлигән киши парламент бинаси алдиға топлашқандин кейин 5муһәммәд кочисиға қарап йүрүш қилди.

рабат хәлқ һәрикитини қоллап қуввәтләш комитетиниң чақириқи билән өткүзүлгән наразилиқ йүришигә қатнашқучилар, «маракәш хәлқи шәкилваз һөкүмләрни әйибләйду», «хәлқниң әвладлири түрмидә, сотлаш телефонда» дегән шоарларни товлиди.

намайишчилар назарәткә елинғанларниң қойуп берилишини тәләп қилди.  

пайтәхт рибаттики йүрүш билән тәң бир вақитта, казабланка, танҗа вә ағадирдиму намайиш өткүзүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر