москва б д т ниң молдавийә чақириқиға наразилиқ билдүрди

москва, бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) омумий кеңишиниң русийәни молдавийәдики әскәрлирини кечикмәстин чекиндүрүшкә чақирған қарариға наразилиқ билдүрди.

998440
москва б д т ниң молдавийә чақириқиға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, б д т ниң қарариға «намувапиқ, шундақла хәтәрлик» бир қарар, дәп баһа бәрди؛ трансдинйестердики русийә әскәрлириниң тинчлиқ вә муқимлиқниң капалити икәнлики илгири сүрүлгән байанатта, «бу тәшәббусқа, йеқинлишиватқан парламент сайлими һарписида номурға еришиш үчүн русийәгә қарши кишиләрни күшкүртиватқан кишиневдики бәзи сийасәтчиләрниң елан – тәшвиқати, дәп қараймиз» дегән ибариләргә орун берилди.

 б д т омумий кеңиши, русийәни молдавийәдики әскәрлирини кечиктүрмәстин чекиндүрүшкә чақиришни мәзмун қилған бир парчә қарар мақуллиғаниди. молдавийә тәрипидин сунулған қарар лайиһәсигә 64 дөләт қоллап, 14 дөләт қарши беләт ташлиған, 83 дөләт беләт ташлаштин йалтайғаниди.

украина билән молдавийә арисидики «трансдинйестер сотсийалист молдавийә җумһурийити» бир тәрәплимә һалда мустәқиллиқини елан қилған бир район, дәп қарилиду. совет иттипақи йимирилгәндин кейин русийә 1992 – йилидин тартип мәзкур районда «тинчлиқ сақлиғучи қисим» дегән нам астида әскәр турғузуп кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر