йәмән һөкүмәт күчлири һудәйдә айродурумиға кирди

йәмәнниң сәуди әрәбистан башчилиқидики иттипақдаш күчләрниң һимайисидики қанунлуқ қисимлири, һудәйдә хәлқара айродурумиға кирди.

995290
йәмән һөкүмәт күчлири һудәйдә айродурумиға кирди

түркийә авази радийоси хәвири: һәрбий мәнбәләрдин игиләнгән учурға асасланғанда, айродурум әтрапида шиддәтлик тоқунушлар давамлишиватқан болуп, һусийлар армийәниң һуҗумидин кейин айродурум бинасиға танка вә зәмбирәкләрни ишлитип һуҗум қилған.

йәмән күчлири, 13 – ийунда иттипақдаш күчләрниң йардими сайисида һудәйдә шәһири вә портини, 2014 – йили сентәбирдин буйан районға һөкүмранлиқ қиливатқан һусийлардин қайтуруп елиш үчүн һәрикәткә өткәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر