австрийәниң җамәләрни тақаш вә имамларни қоғлап чиқириш қарари наразилиқ пәйда қилди

австрийәдики һәр хил иҗтимаий күчләр башқурушидики орган вә диний җамаәтләрниң вәкиллири билән йазғучилар, һөкүмәтниң җамә тақиветиш вә имамларни чеградин қоғлап чиқириш тоғрисидики қарариға наразилиқ билдүрди.

989537
австрийәниң җамәләрни тақаш вә имамларни қоғлап чиқириш қарари наразилиқ пәйда қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түнүгүн австрийәдә бири түркләргә тәвә болуп җәмий 7 җамәниң паалийәтлиригә хатимә берилди, болупму түркийә диний ишлар башқармисиға қарашлиқ австрийә түрк ислам мәдәнийәт вә иҗтимаий һәмкарлиқ иттипақиға қарашлиқ имамларниң чәт әлниң мәблиғи билән ишлигәнлики илгири сүрүлүп, иқамәтлири бикар қиливетилгәнлики елан қилинди. қарарни австирийәдики һәр хил иҗтимаий күчләр башқурушидики органлар вә диний җамаәтләрниң вәкиллири билән йазғучилар әйибләшни давамлаштурмақта.

австрийә түрк ислам мәдәнийәт вә иҗтимаий һәмкарлиқ иттипақи байанатчиси йашар әрсой байанат берип, һөкүмәтниң тақиветиш қарарлириға хәлқни қайил қилғудәк бирәр изаһат бәрмигәнликини, җамәләрни пүтүнләй тақиветишниң тоғра позитсийә әмәсликини билдүрди.

йазғучи вә журналист вилһелм лаңталерму һөкүмәтниң 7 җамәни тақиветиш қарарини әйибләйдиғанлиқини билдүрүп, «һөкүмәт мусулманларға қарши бир долқунға башламчилиқ қилмақта» деди. у йәнә, баш министир себастийан курз вә баш министир йардәмчиси һенз киристин страчниң дөләт тәвәликидики мусулманларға өчмәнлик қиливатқанлиқини қәйт қилип, «баш министир вә йардәмчиси, австрийәниң бир парчиси болған бир диний системини бир шәкилдә йаман көрсәтмәктә вә исламға қарши сәпәрвәрлик паалийити елип бармақта» дегәнләрни қәйт қилди.

вилһелм, дөләттики таратқуларниң мусулманларни қарилаш долқунида башламчи рол ойниғанлиқиға ишарәт қилип, «медийаниң мусулманларға қарши хәвәрлириниң һөкүмәтниң бесим сийасәтлиригә муһит һазирлап бәргәнликини рошән көрүвалғили болиду» деди.

у, һөкүмәтниң қарарлирини қобул қилишниң қәтий мумкин әмәсликини тәкитлиди вә демократик шундақла диний әркинлик бар бир җәмийәттә йашашни халайдиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر