нигерийәниң шималида еғир қо раллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

ғәрбий африқа дөлити нигерийәниң ғәрбий шималида қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз берип, 15 адәм һайатидин айрилди, көп санда адәм йариланди.

984528
нигерийәниң шималида еғир қо раллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

түркийә авази радийоси: замфара өлкилик сақчи идариси байанатчиси муһәммәд шәһу байанат елан қилип, һуҗумда йариланғанларниң балнистқа елинғанлиқини, вәқәни тәкшүрүш хизмәтлириниң давамлишиватқанлиқини билдүрди.

һуҗум вәһимиси түпәйли көп санда кишиниң райондин айрилишқа мәҗбур болуп қалғанлиқини қәйт қилған шәһу, вәқә җәрйанида көп санда мал – чарвиниң өлүп кәткәнликини сөзлиригә илавә қилди.

мәзкур район пат – патла падичилар билән деһқанларниң шиддәтлик тоқунушлириға сәһнә болиду. замфара өлкисидә ахирқи қетим өткән һәптә қораллиқ һуҗум йүз берип, 26 адәм һайатидин айрилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر