дунйада бир милйард 200 милйон бала хәвп астида

«балиларни қутқузувелиңлар» намлиқ иҗтимаий күчләр башқурушидики хәлқаралиқ орган дунйада бир милйард 200 милйон балиниң хәвп астида икәнликини билдүрди.

983195
дунйада бир милйард 200 милйон бала хәвп астида

түркийә авази радийоси хәвири: дунйада 1 милйард 200 милйон бала хәвп астида... «балиларни қутқузувелиңлар» намлиқ иҗтимаий күчләр башқурушидики хәлқаралиқ орган доклат елан қилип, дунйада балиларниң йеримидин көпиниң йоқсуллуқ, тоқунуш вә қизларни кәмситиш хәвпи астида икәнликини билдүрди.

доклатта көрситилишичә, 1 милйард бала йоқсуллуқ, 240 милйон бала тоқунуш, 575 милйон қиз қизларни кәмситиш хәвпи бар дөләтләрдә йашимақта икән. доклатта йәнә, 1 милйард 200 милйон балиниң йуқириқи 3 түрлүк хәвпниң биригә؛ җәмий 20 дөләттә йашаватқан 153 милйон балиниң 3 түрлүк хәвпниң һәммисигә дуч келиватқанлиқи қәйт қилинди.

дөләтләр бойичә елип берилгән тәкшүрүш болса, балиларни муһапизәт қилиш җәһәттә алдинқи қатарда туридиған 5 дөләтниң тәртипи бойичә сингапур, силовенийә, норвегийә, шиветсийә вә финландийә икәнликини оттуриға қойди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر