афғанистандики бир сақчи идариси талибанниң һуҗумиға учриди

афғанистанниң логар вилайитидики бир сақчи идариси һуҗумға учрап, 6 нәпири сақчи болуп җәмий 9 адәм һайатидин айрилди, 8 адәм йариланди.

981940
афғанистандики бир сақчи идариси талибанниң һуҗумиға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: логар вилайәтлик җамаәт хәвпсизлик идариси байанатчиси шаһпур аһмәдзәй, бомба орунлаштурулған бир аптомобилниң пул аләм шәһиридики сақчи идарисиниң дәрвазиси алдида партлитилғанлиқини, 3 һуҗумчиниң бинаниң ичигә кирип сақчилар билән тоқунушқанлиқини билдүрди؛ у йәнә вәқә җәрйанида, 3 һуҗумчиниң бир тәрәп қилинғанлиқини, 6 сақчиниң һайатидин айрилғанлиқини, пуқралар қошулуп җәмий 8 кишиниң йариланғанлиқини уқтурди.

һуҗумниң җавабкарлиқини талибан террорлуқ тәшкилати үстигә алди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر