93 йашлиқ чоң буш дохтурханиға апирилди

американиң 41-нөвәтлик пирезиденти җорҗ һ. в. буш (George H.W. Bush) дохтурханиға апирилди.

980277
93 йашлиқ чоң буш дохтурханиға апирилди

түркийә авази радийоси хәвири: 93йашлиқ сабиқ пирезидент бушниң байанатчиси җим микгрәс бушниң саламәтлик әһвали тоғрисида байанат елан қилди. у сабиқ пирезидентниң қан бесиминиң төвән болуши вә һарғинлиқ сәвәбидин дохтурханиға апирилғанлиқини билдүрди.

байанатчи микгирәс иҗтимаий таратқуда һәмбәһирлигән учурида, бушниң дохтурханида бир қанчә күн давалиниш еһтималиниң барлиқини вә әқли-һошиниң җайида икәнликини әскәртти.

дохтурхана мәсуллири сабиқ пирезидент бушниң саламәтликигә мунасивәтлик байанатларни буш аилисиниң елан қилидиғанлиқини уқтурди.


خەتكۈچ: #чоң буш

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر