б д т хәлқарани араканлиқ мусулманларға йардәм қилишқа чақирди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати нопус фонди иҗраийә мудири наталийа канәм хәлқарани араканлиқ мусулманларға йардәм қилишқа чақирди.

978813
б д т хәлқарани араканлиқ мусулманларға йардәм қилишқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати нопус фонди иҗраийә мудири наталийа канәм, йамғур пәслиниң йеқинлишиши сәвәбидин баңладештики мусапирлар лагерида йашаватқан бир милйон араканлиқ мусулманниң җиддий йардәмгә еһтийаҗлиқ икәнликини әскәртти.

канәм баңладешниң пайтәхти даккада өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида: хәлқара җәмийәттин араканлиқ мусулманларниң нөвәттики җиддий еһтийаҗини қамдаш үчүн йардәм хизмәтлириниң сүритини тезләштүрүшни тәләп қилимиз, деди.

йамғур пәслиниң йеқинлишиши сәвәбидин мусапирлар лагерида йашаватқан араканлиқ мусулманларниң техиму көп йардәмгә еһтийаҗлиқ икәнликини әскәрткән канәм, б д т мусапирлар алий комиссарлиқиниң хәлқара җәмийәтни тәхминән бир милйон араканлиқ мусапир вә 300 миң баңладешлиқниң җиддий еһтийаҗини қамдаш үчүн 2018-йилниң бешида 950 милйон доллар йардәм қилишқа чақирғанлиқини әслитип өтти.

канәм һазирғичә буниң пәқәт %17ниң берилгәнликини ейтти.

бирма армийәси аз санлиқларға қаратқан зулумлири сәвәбидин тәнқидкә учримақта. б д т бирма армийәсиниң бирманиң ғәрбий җәнубиға җайлашқан аракан өлкисидә 700миңдин артуқ мусулманниң баңладештин панаһлиқ тилишигә сәвәб болған бастуруш һәрикитини ентик  қирғинчилқ дәп тәриплимәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر