америка иранға аддий шәртләрни сунғанлиқини билдүрди

америка ташқи ишлар министири майк помпейо американиң иранға сунған 12 маддилиқ шәртни орунлашниң имканийәтсиз әмәсликини ейтти.

976899
америка иранға аддий шәртләрни сунғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: майк помпейо америка ташқи ишлар министирлиқида өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди. у американиң иранға сунған 12 маддилиқ шәртни орунлашниң имкансиз әмәсликини әскәртип: "шәртлиримизни орунлашниң имкансиз икәнлики тоғрисидики хәвәрләрни көрдүм, биз аддий шәрләрни сундуқ. очуқини ейтқанда, дунйадики нурғун дөләтләр буниңға көңүл бөлиду." деди.

помпейо иран хәлқиниңму американиң бу арзусиға ортақ икәнликини билдүрди вә: "иран хәлқиниң дөлитиниң бундақ муамилә қилишини ахирлаштуридиған бир йолни көргән әһвалда, у йолни таллайдиғанлиқиға толуқ ишинимән."



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر