дунйа бойичә паспорти әң күчлүк дөләт қайси?

йапонийәниң паспорти дунйа бойичә әң күчлүк паспорт дәп баһаланди.

977282
дунйа бойичә паспорти әң күчлүк дөләт қайси?

 

түркийә авази радийоси хәвири: «Henley» паспорт баһалаш доклатиға асасланғанда, җәмий 189 йөнилишкә визисиз баралайдиған йапонийә паспурти, 2018йилиниң дунйа бойичә әң күчлүк паспорти болуп баһаланған.

баһалаш доклатида йәнә, җәмий 188 йөнилишкә визисиз баралайдиған сингапор паспорти 2, вә германийә паспорти 3болған.

булардин қалса, рәт бойичә җәнубий корейә, финландийә, фирансийә, италийә, испанийә вә шветсийәниң паспортлири күчлүк паспортлар тизимликигә киргән.

«Henley» паспорт баһалаш доклати хәлқара авеатсийә бирликиниң истатистекилиқ санлиқ мәлуматлирини өзигә мәнбә қилиду.

«Henley» паспорт баһалаш доклати, җәмий 199 дөләтниң паспурти вә 227 сәпәр йөнилишигә қарап һазирлиниду.  

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر