«исраилийәниң ғәззәдики қилмишлири вәһшийлик вә дөләт террорлуқидин башқа нәрсә әмәс»

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған исраилийәниң ғәззәдики қилмишлириниң қарақчилиқ, вәһшийлик, зораванлиқ вә дөләт террорлуқидин башқа нәрсә әмәсликини ейтти.

974435
«исраилийәниң ғәззәдики қилмишлири вәһшийлик вә дөләт террорлуқидин башқа нәрсә әмәс»

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған истанбулда чақирилған ислам һәмкарлиқ тәшкилати алий дәриҗилик рәһбәрләр пәвқуладдә йиғининиң ечилишида қилған сөзидә, қуддусқа саһиб чиқишниң, тинчлиққа вә пүткүл инсанийәткә саһиб чиққанлиқ болидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «бүгүн биз районимизни қан вә көз йашлириға ғәрқ қиливәтмәкчи болғанларға <тохтап тур!> дәймиз. бу йәрдә йғинимизда, пәләситнлик қериндашлиримизниң һәргизму йалғуз әмәсликини, һәққаний  күрәшлиридә һәмишә улар билән биллә икәнликимизни пүткүл җаһанға җакарлаймиз. шуни алаһидә тәкитләймизки, қуддус даваси пүткүл мусулманларниң ортақ давасидур.»

қуддусниң, қоли он миңларчә мәсум пәләситнликләрниң қени билән бойалған бир террорлуқ дөлитиниң инсапиға қалдурушқа зади болмайдиған муқәддәс һәм мубарәк бир җай икәнликини әскәрткән җумһур рәис әрдоған, тел авивдики баш әлчиханисини қуддусқа йөткәш арқилиқ исраилийәниң қәтлиамлириға земин һазирлап бәргән америка қошма иштатлириниң қолиниңму мәсум пәләситнликләрниң қени билән бойалғанлиқини қәйт қилди, шуниң билән бир вақитта, мәсум инсанларни қәтл қилған исраилийәниң хәлқаралиқ әдлийәниң алдида чоқум һесаб бериши лазимлиқини тәкитлиди, һәмдә пәләситнликләргә қаритилған зулум – ситәмләрни бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңишидә күнтәртипкә елип келип, бу йәрдә пүткүл ислам дөләтлири һәм виҗдан саһиблириниң қоллишиға еришишни күтүватқанлиқлирини әскәртип мундақ деди: «биз нөвәттә баштин кәчүрүватқан  басқучта һәммимиз шу өлмәс һәқиқәтни наһайити обдан билимиз؛ әйибләп қойуш, ғәзәп – нәпрәтни ипадиләп қойуш, варқираш – җарқираш биләнла нә ишғалға, нә зулум – ситәмгә тақабил туғили болмиди һәм болмайватиду, буниңдин кейинму һәм болмайду. пүткүл мусулманлар өзлириниң һәқ – һоқуқлирини өз күчигә тайинип алғанға қәдәр, һечкимму һәқ – һоқуқлиримизни алтун пәтнуслар билән бизгә екрам қилмайду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر