америка ташқи ишлар министири афғанистан пирезиденти билән көрүшти

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири майк помпео афғанистан пирезиденти әшрәф ғани билән телефонда көрүшти.

974040
америка ташқи ишлар министири афғанистан пирезиденти билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта әскәртилишичә, майк помпео билән әшрәф ғаниниң телефон сөһбитидә, америкиниң җәнубий асийа истиратегийәси һәққидә музакирә елип берилғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: «министир помпео пирезидент доналд трампниңму тәкитләп келиватқинидәк, америка қошма иштатлириниң җәнубий асийа истиратегийәси даирисидә афғанистанға давамлиқ йардәм беридиғанлиқини билдүрди һәмдә афғанистан армийәсиниң фараһ вилайитини қоғдишиға йардәм беридиғанлиқини тәкитлиди. телефон сөһбитидә, йәнә помпео билән ғани икки дөләт оттурисидики күчлүк мунасивәтләр, помпеониң афғанистан башчилиқидики тинчлиқ мусаписини қоллиши қатарлиқ мәсилиләр һәққидә өзара пикир алмаштурулди.»

террорлуқ тәшкилати талибан әзалириниң 12 май күни фараһ вилайитиниң мәркизигә төт тәрәптин қоршап һуҗум қилиши нәтиҗисидә 30 киши һайатидин айрилғаниди.

вилайәт мәркизиниң бир қисмини қолға киргүзүвалған талибанға қарши елип берилған һәрбий һәрикәт давамида 200 террорчи өлтүрүлгән, талибан әзалири чекиндүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر