зумлут: америка ашқунлуқни давамлаштуруш дегән сигнални бәрди

пәләстин азадлиқ тәшкилатиниң вашингтондики комитет башлиқи баш әлчи һусам зумлут, америкиниң әлчиханисини қудусқа йөткәш қарари тоғрисида йазма байанат елан қилди.

970230
зумлут: америка ашқунлуқни давамлаштуруш дегән сигнални бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин азадлиқ тәшкилатиниң вашингтондики комитет башлиқи баш әлчи һусам зумлут, америкиниң әлчиханисини қудусқа йөткәш қарариниң пәләстинликләргә қарши «ирқчи айримчилиқ» системисини күчәйтидиғанлиқини әскәртти.

баш әлчи һусам зумлут йазма байанат елан қилип, америка қошма иштатлириниң әлчиханисини қудусқа йөткишиниң бәлгилимиләргә хилаплиқ қилиш дегәнлик болидиғанлиқини қәйт қилди.

«мәзкур қарар, исраилийәдики диний айримчилиқ системисини иҗра қилишқа вә хәлқара қанун тәрипидин капаләт астиға елинған кишилик һоқуқни инкар қилишқа тиришиватқан ашқун күчләргә «давамлаштур» дегән сигнални бериду» дегәнләрни қәйт қилған зумлут, америкиниң тинчлиқ мусаписидики мурәссәләштүргүчи ролиниң ахирлашқанлиқини тәкитлиди.

у, америка даирилириниң, тарихий һәқиқәтләрни бурмилаш вә пүтүн бир хәлқ (пәләстинликләр) ниң һәқлирини нәзәрдин сақит қилиш сийаситини йақлаватқанлиқини әскәртип, пәләстин хәлқи вә һөкүмитиниң америкиниң қарариға қарши икәнликини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر