пакистан түркийәдин 30 тикучар сетивалиду

пакистан һөкүмитиниң түркийәдин 30 йүрүш атак намлиқ тикучар сетивалидиғанлиқи билдүрүлди.

973964
пакистан түркийәдин 30 тикучар сетивалиду

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан түркийәдин 30 йүрүш атак намлиқ тикучар сетивалиду.

мудапиә санаити мутәхәсиси туран оғуз, твиттер адресида мудапиә санаити идариси башлиқи пирофессор доктор исмаил дәмирниң атак намлиқ тикучарларниң ескпорт келишимлири тоғрулуқ келәр һәптә мәлумат беридиғанлиқини билдүрди.

туран оғуз келишимниң омумий соммисиниң  1 милйард 500 милйон доллар икәнликини вә келишимгә һәр икки дөләтниң дөләт башлиқлириму қатнишидиған мурасимда имза қойулидиғанлиқини әскәртти.  

2017-йили нойабирада пакситан мудапиә санаити министири 30 йүрүш тикучар вә 4 йүрүш уруш парахоти експорт қилиш рәсмийитиниң 90 күндә тамамланғанлиқини вә  қәрз пул мәсилисини һәл қилиш үчүн тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини билдүргәниди.

бу келишим түркийә мудапиә санаити експорт тарихида тәннәрқи әң көп болған келишим һесаблинидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر