трамп иран билән түзүлгән йадро келишимигә алақидар қарарини бүгүн елан қилидиғанлиқини уқтурди

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп, иран билән түзүлгән йадро келишимигә алақидар қарарини бүгүн (түркийә вақти саәт 21:00 дә) елан қилиду.

966000
трамп иран билән түзүлгән йадро келишимигә алақидар қарарини бүгүн елан қилидиғанлиқини уқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: доналд трамп иран билән түзүлгән йадро келишими тоғрисида  тивиттер адресида учур тарқитип, «иран келишимигә алақидар қараримни бүгүн саәт 14:00 тә ақсарайда елан қилимән» дегәнләрни қәйт қилди.

трамп сайлам сәпәрвәрлик паалийәтлири мәзгилидин буйан «америка қошма иштатлири тарихидики әң начар келишимләрниң бири икәнлики» ни илгири сүрүп келиватқан йадро келишимидин чекинип чиқиш еһтимали барлиқиға ишарәт қилип кәлмәктә иди.

трамп буниңдин илгирики байанатлирида, иран билән түзүлгән йадро келишимигә алақидар һәл қилғуч қарарини 12 – майда елан қилидиғанлиқини билдүргән вә америка қошма иштатлириниң келишимдин чекинип чиқип, иранға қайтидин ембарго йүргүзүш еһтимали барлиқиниң сигналини бәргәниди.

2015 – йили ийулда иран билән б д т  хәвпсизлик кеңишиниң бәш даимий әзаси (америка, әнглийә, хитай, фирансийә, вә русийә) вә германийә арисида йадро келишими имзаланған вә бу келишимгә кәң даирилик ортақ һәрикәт пилани, дәп нам берилгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر