талибан афғанистан хәвпсизлик күчлиригә һуҗум қилди

афғанистанниң җәнубий қисмиға җайлашқан қәндиһар вилайитиниң мароф наһийәсидә талибанниң сақчи аптомобиллириға қилған һуҗумида 5 сақчи һайатидин айрилди.

966416
талибан афғанистан хәвпсизлик күчлиригә һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: қәндиһар вилайәтлик җамаәт хәвпсизлик идариси байанатчиси зийа дурани, талибан әзалириниң наһийәдә чарлаш елип бериватқан сақчи аптомобиллириға еғир типлиқ қоралларни ишлитип һуҗум қилғанлиқини, һуҗумда 5 сақчиниң өлгәнликини, 9 сақчиниң йариланғанлиқини билдүрди.

у, һуҗумдин кейин йүз бәргән тоқунушта талибан 15 әзасиниң өлтүрүлгәнликини, 11 иниң йариланғанлиқини қәйт қилди.

талибан тәрәпниң бу һәқтики байанатида болса, көп санда әскәрниң өлгәнлики илгири сүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر