ли кечйаң җакартада һиндонезийә пирезиденти билән көрүшти

һиндонезийә пирезиденти җоко видодо билән хитай баш министири ли кечйаң, икки дөләт иқтисадий мунасивәтлири тоғрисида сөзләшти.

965490
ли кечйаң җакартада һиндонезийә пирезиденти билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: һиндонезийә пирезиденти видодо, җакартада дөләт ишлири зийаритидә болуватқан хитай баш министири ли кечйаңни богордики пирезидентлиқ сарийида қобул қилди. икки рәһбәрниң учришишида, иқтисадий шерикчилик, сода вә селинма мәсилилири билән биргә, шималий корейә тинчлиқ мусаписиға охшаш район вә хәлқаралиқ мәсилиләрму муһакимә қилинди.

видодо учришиштин илгири байанат берип, хитайниң болупму иқтисадий, селинма вә сода мунасивәтлири җәһәтләрдә һиндонезийә үчүн истратегийәлик шерик икәнликини тәкитлиди.

ли кечйаң, хитайниң районға алақидар иқтисад, үстқурулма вә санаәт тәрәққийат қатарлиқ җәһәтләрдә һиндонезийә вә шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақи билән һәмкарлишип хизмәт қилишни давамлаштуридиғанлиқини ейтти.

өткән йиллиқ санлиқ мәлуматларға асасланғанда, хитай 3 милйард 400 милйон долларлиқ селинмиси белән һиндонезийәгә әң көп мәбләғ салған үчинчи дөләт икән. икки дөләт арисидики сода һәҗими өткән йили бир алдинқи йилға селиштурғанда, %18 ешип 63 милйард 300 милйон долларға йәткән.

игилинишичә, ли кечйаң зийарити даирисидә бүгүн һиндонезийә баш министир йардәмчиси йусуф калла билән көрүшиду вә хитай – шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақи мунасивәтлириниң 15 – йили мунасивити билән өткүзүлидиған мурасимға иштирак қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر